түркийә фирансийәни агаһландурди

түркийә 2016 – йиллиқ йавропа чемпийонлуқни талишиш путбол мусабиқисини көрүш үчүн баридиған түркийә пуқралириниң бихәтәрлики мәсилисидә фирансийәни агаһландурди.

507815
түркийә фирансийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, фирансийәниң пайтәхт парижда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлиридин кейин елан қилған җиддиий һаләтниң муддитини мусабиқиниму  өз ичигә алидиған шәкилдә йәнә икки ай узартқанлиқи билдүрүлди, фирансийә даирилириниң тәнтәрбийә заллирида, тәрәпдарлар үчүн һазирланған саһәләрдә вә инсанлар топлишидиған җайларда бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйткәнлики әскәртилди, һәрқайси шәһәрләрдә өткүзүлидиған мусабиқини көрүш үчүн фирансийәгә баридиған түркийә пуқралириниң аммиви қатнаш васитилири вә адәм көп  җайларда адәттин ташқири дәриҗидә һушйар болушиниң зөрүрлүки тәкитләнди.

байанатта мундақ дейилди: «түркийә пуқралири җиддий пәйтләрдә йәрлик даирилириниң йолйуруқлириға риайә қилиши, йәрлик ахбарат вастилирини көзитиши, министирлиқимиз, париж баш әлчиханимиз вә башконсулханилиримизниң қошумчә уқтурушлири вә агаһландурушлириға қулақ селишида пайда бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر