бокс шаһи муһәммәд әлини ахирәткә узитип қойуш мурасими өткүзүлди

3 – ийун күни нәпәс системиси кесәлликлири сәвәбидин 74 йешида аләмдин өткән америкилиқ бокс шаһи муһәммәд әлини ахирәткә узитип қойуш мурасими өткүзүлди.

508219
бокс шаһи муһәммәд әлини ахирәткә узитип қойуш мурасими өткүзүлди
cumhurbaşkanı erdoğan muhammed ali.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанму иштирак қилған мейт намизи мурасимидин кейин муһәммәд әлиниң тавути атақлиқ түрк режиссор итри ишлигән музикилиқ тәкбир вә салават садалири ичидә залдин узитип қойулди.

қанчә он миңлиған мусулманлар америка диний ишлар мәркизиниң баш имами әли тосқа җүр болуп тәкбир ейтти.

луивил шәһириниң кочилирида айландурулғандин кейин иккинчи мурасим өткүзүлидиған « KFC Yum! Center» залиға кәлтүрүлгән муһәммәд әлиниң тавути бүгүн Cave Hill  қәбристанлиқиға дәпнә қилиниду.

пүткүл заманларниң әң мунәввәр боксор маһири дәп аталған муһәммәд әли 3 – ийун күни нәпәс системиси кесәлликлири сәвәбидин 74 йешида аләмдин өткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر