испанийә парламенти аталмиш әрмәни дәвалирини рәт қилди

испанийәдики 17 аптонум районниң парламенти аталмиш әрмәни дәвалириға мунасивәтлик қарарнамини рәт қилди.

507606
испанийә парламенти аталмиш әрмәни дәвалирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: галисийә парламентидики қошма гуруппа тәрипидин 25  - апрел күни күнтәртипкә киргүзүлгән болсиму әмма түнүгүн авазға қойулған аталмиш әрмәни дәвалириға мунасивәтлик қарарнамә 32 гә қарши 38 аваз билән рәт қилинди. қарарнамини испанийә вә галисийә районидики әң чоң партийә болған оң қанат муһпизикар хәлқ партийәси рәт қилип, ашқун солчил галисийә милләтчилири вә сотсийалист ишчи партийәси қоллап аваз бәрди.

түркийәниң мадрид баш әлчиси өмәр өнһон бу һәқтә тохталғанда, мундақ деди: «галисийә парламенти өзиниң әркин ирадисигә тайинип иш көрүп, әрмәнләрниң миш – миш сөзлиригә ишәнмәй, һәққаний һөкүм чиқарди.»

2015 – йили майда аталмиш әрмәни дәвалири тоғрулуқ испанийә палатасиға сунулған қанун тәклипини 130 палата әзаси рәт қилип, 14 палата әзаси қоллап аваз бәргән, 68 палата әзаси болса аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر