путинниң мәслиһәтчиси песковниң қизиниң түркийә сөйгүси

русийә пирезиденти владимир путинниң ахбарат вастилири мәслиһәтчиси түрколог дмитри песковниң әнқәрәдә туғулған қизи лиза пескова түркийә – русийә оттурисидики киризисниң һәммидин бәкрәк адәттики инсанларниң зийанға учриғанлиқини ейтти.

507605
путинниң мәслиһәтчиси песковниң қизиниң түркийә сөйгүси

түркийә авази радийоси хәвири: лиза түркийәдики бир гезитниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, мундақ деди: «кимликимдә туғулған җайимниң әнқәрә икәнлики йезиқлиқ. шуңа түркийә маңа нисбәтән русийәгә охшашла вәтиним һесаблиниду. икки дөләт оттурисидики киризис мениң қаришимни өзгәртәлмиди. бу киризисниң түркийә һәм русийә хәлқигә тәсир көрситиши маңа охшиған түркийә достлириниң көңлини қаттиқ биарам қилмақта. москвадики өйимиз худди кичиктилгән түркийәгә охшайду. дадам дмитриму, бовам владимирму түрколог. дадам шәрқ тиллири иниститутида, бовам москва хәлқара мунасивәтләр факултети түркчә бөлүмидә оқуған. дадам русийәниң әнқәрә баш әлчиси сүпитидә вәзипә өтәватқанда мән дунйаға кәлгән икәнмән. аиләмни түрк аилиси десәм һәргизму көптүрүвәткән болмаймән.»

әң йахши көридиған түрк романиниң рәшат нури гүнтәкинниң «чалиқушу» романи икәнликини әскәрткән лиза нахшичилардин таркан, айла чәлик вә мустафа җәҗәли қатарлиқларни йахши көридиғанлиқини ейтти.

пескова түркийәдики террорлуқ һуҗумлириға аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә наразилиқ билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر