шимшәк 20 дөләт гуруһи минстирлар вә мәркизий банка башлиқлири йиғиниға қатнашти

түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк 20 дөләт гуруһи малийә министирлири вә мәркизий банка башлиқлири йиғини һәққидә тохталди.

2109590
шимшәк 20 дөләт гуруһи минстирлар вә мәркизий банка башлиқлири йиғиниға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: министир шимшәк иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида, биразилийәниң сав павло шәһиридә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи малийә министирлири вә мәркизий банка башлиқлири йиғини тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

2024-йилиниң тунҗи 20 дөләт гуруһи министирлар вә мәркизий банка башлиқлири йиғиниға қатнашқанлиқини билдүргән шимшәк: «йәр шари иқтисадиниң нөвәттики әһвали, күнтәртиптики тәңсизликләрни азайтиш, хәлқара баҗ вә имканийәтлик сиҗил тәрәққийатқа мәбләғ йүрүштүрүш қатарлиқ мәсилилирини музакирә қилдуқ.

буниңдин башқа, өткүзгән айрим учришишлиримда, түркийә иқтисадиға мунасивәтлик тәрәққийатларни оттуриға қойуш билән биргә, көп тәрәлик тәрәққийат банкилири вә дөләтләр билән мунасивитимиз вә һәмкарлиқимизни күчәйтидиған мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر