дунйада байларниң байлиқи икки һәссә көпәйгән

дунйада әң бай бәш киши 2020-йилидин буйан мал-мүлүклирини икки һәссә көпәйткән.

2088733
дунйада байларниң байлиқи икки һәссә көпәйгән

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә йардәм җәмийити оксфам (Oxfam) дунйада алдинқи қатарида туридиған кишиләр дунйа иқтисад мунбириға қатнишиш үчүн шивийетсарийәниң давос шәһиригә барған вақитта елан қилинған доклатқа асасланғанда, мәзкур бәш кишиниң мал-мүлки 2020-йили 405 милйард доллар болған болса, өткән йили (2023) 869 милйард доллар йәткән.

дунйа миқйасида көрүлүватқан баравәрсизлик сәвәбидин елан қилинған оксфам җәмийитиниң йиллиқ доклатида, 2020-йилдин буйан дунйадики 5 милйард кишиниң техиму намратлашқанлиқи билдүрүлди.

доклатта қәйт қилинишичә, дунйа иқтисади вухән вируси қатарлиқ нурғун киризисқа дуч кәлгән болсиму, милйардерларниң мал-мүлки йеқинқи төт йилда 3.3 милйард доллар көпәйгән. әң бай кишиләр вә ширкәтләр аксийә базарлиридики өсүш сәвәбидин көп пайдиға еришкән вә техиму күчләнгән.

доклатта илгири сүрүлишичә, иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилати (OECD) ға әза дөләтләрдики ширкәтләр 1980-йили %48 әтрапида ширкәт беҗи төләйдиған болуп, 2022-йилға кәлгәндә бу рәқәм %23.1 кә чүшкән.

доклатта, бай-кәмбәғәллик оттурисидики пәрқниң чоңийиши билән, кәлгүси 10 йил ичидә дунйада тунҗи тирилийонерниң чиқиши мумкин икән. бу әһвал давамлашқанда болса, дунйадики кәмбәғәлликниң 229 йил давамлишидиғанлиқи тоғрисида агаһландурулди.

доклатта буни һәл қилиш чариси сүпитидә, дунйадики милйонер вә милйардерларниң мал-мүлкигә қарита һәр йили 1.8 тирилийон доллар кирим тапавәт беҗи иҗра қилиш оттуриға қойулди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر