министир болат: киши бешиға тоғра келидиған миллий кирим 12 миң 500 долларға йетиду
түркийә җумһурийити сода министири өмәр болат, 2023-йилиниң ахирида дөләт кириминиң 1 тирилйон доллардин ашидиғанлиқини, түркийәдики киши бешиға тоғра келидиған миллий киримниң 12 миң 500 долларға йетидиғанлиқини ейтти.
2081026
түркийә авази радийоси хәвири: министир болат ғазиантәптә өткүзүлгән «експорт сәпәрвәрлик йиғини»дики сөзидә, түркийәниң йирақ шәрққә қариғанда техиму муһим ишләпчиқириш вә тәминләш базиси дәп қарилидиғанлиқини, буниң нәтиҗисидә түркийәдин наһайити күчлүк експорт долқуниниң башланғанлиқини әскәртти.
у, түркийә җумһурийити сода министирлиқиниң ишләпчиқириш, мәбләғ селиш, ишқа орунлишиш вә содини қоллайдиғанлиқини тилға елип: «сода қанчә көп болса, бейиш вә гүллинишму шунчә ашиду» деди.
министир болат чәт әлниң түркийә һәққидики қаришиниң интайин иҗабий икәнликини тәкитләп: «җумһур рәисимиз вә дөлитимизгә зор қизиқиш вә һөрмәт бар. биз буни барлиқ сәпәр вә алақиләрдә көрүватимиз. бизниң иқтисадимиз күчлүк» деди.
2023-йили мәмликәтниң кириминиң 1 тирилйон доллардин ашидиғанлиқини, киши бешиға тоғра келидиған миллий киримниң 12 миң 500 долларға йетидиғанлиқини оттуриға қойған министир болат, өзлириниң 2024-йилидин үмидвар икәнликлирини сөзлиригә илавә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сода министири болат иранда
түркийә сода министири өмәр болат иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болмақта.