түркийәниң санаәт ишләпчиқириш миқдари ашти

түркийәниң санаәт ишләпчиқириш миқдари йиллиқ нисбәттә %1.1 ашти.

2074997
түркийәниң санаәт ишләпчиқириш миқдари ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси (TUIK) өктәбир ейиға алақидар санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи нәтиҗисини елан қилди.

буниңға асасланғанда, өктәбир (2023) дә санаәт ишләпчиқириш миқдари алдинқи йил (2022) ниң охшаш ейиға селиштурғанда %1.1 ашқан.

өктәбирдә канчилиқ вә ташчилиқ саһәси көрсәткүчи алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %3.7 ашқан.  

ишләпчиқириш кәспи саһәси көрсәткүчи %1.3, електр, тәбиий газ, пар, һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тарқитиш кәспи көрсәткүчи %3.5 ашқан.

өктәбирдә канчилиқ вә ташчилиқ кәспи көрсәткүчи алдинқи айға селиштурғанда %3.2 ашқан.

бирақ, ишләпчиқириш кәспи саһәси көрсәткүчи %0.3, ток, тәбиий газ, пар, һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тарқитиш кәспи көрсәткүчи%2.3 төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر