шимшәк: гиретсийә билән түркийә техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишқа тәййар

түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк түркийә билән гиретсийәниң техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликини билдүрди.

2074164
шимшәк: гиретсийә билән түркийә техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишқа тәййар

 түркийә авази радийоси хәвири: министир шишәк аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, «5 – нөвәтлик түркийә – гиретсийә истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғини» һәққидә инглиз тилида елан қилған  байанатида, атинада чақирилған 5 – нөвәтлик түркийә – гиретсийә истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғиниға қатнашқанлиқлирини, гиретсийә һөкүмитиниң өзлирини қизғин қарши алғанлиқи вә меһмандостлуқидин интайин хурсән икәнликини әскәртти.

шимшәк гиретсийә зийаритиниң наһайити мувәппәқийәтлик өткәнликини тәкитләп мундақ деди:  

«гиретсийә иқтисад вә малийә министири костис хатзидакис билән елип барған учришишлирим вә униң билән иқтисадий мәсилиләрдә өткүзгән сөһбитим интайин мувәппәқийәтлик  болди. гиретсийәниң дөлитимизниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини қоллиғанлиқиға миннәтдармиз. көп җәһәттин охшаш вә өзгичә алаһидиликләргә игә түркийә билән гиретсийә техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишқа тәййардур. җүмлидин биз түркийә билән гиретсийә оттурисидики мунасивәтләрни техиму тәрәққий қилдурушни төт көз билән күтүватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر