түркийә 52 дөләткә һәсәл експорт қилди

түркийәниң муһим ишләпчиқириш вә експорт мәһсулатлиридин бири болған һәсәл бу йил (2023) ниң алдинқи тоққуз ейи ичидә, америка қошма иштатлири, исраилийә вә германийәни өз ичигә алған 52 дөләткә екиспорт қилинди.

2056186
түркийә 52 дөләткә һәсәл експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қарадеңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, дунйа бойичә һәсәл ишләпчиқиришта хитайдин қалсила иккинчи орунда, експортта 12-орунда туридиған түркийә, 1-айдин 9-айғичә болған мәзгилдә 7137 тонна һәсәл експорт қилған, буниңдин 23 милйон 393 миң 402 доллар кирим қилинған.

бу мәзгилдә, америка қошма иштатлириға 9 милйон 925 миң 259 долларлиқ һәсәл екиспорт қилинған. шуниң билән, америка түркийәниң һәсәл екиспортида биринчи орунда турған.

бу йилниң үчинчи пәслидә, бултурқиниң охшаш мәзгилдикидин пәрқлиқ һалда киродийә, хитай хәлқ җумһурийити, албанийә, исландийә, шиветсийә, сүрийә, өзбекистан вә камерон қатарлиқ дөләтләргиму һәсәл екиспорт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر