ширинҗә «унйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» тизимликигә кирди

измирниң сәлчук наһийәси ширинҗә йезиси «2023-йиллиқ дунйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» тизимликигә кирди.

2053609
ширинҗә «унйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» тизимликигә кирди
sirince koyu1.jpg
sirince koyu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә давамлишиватқан б д т дунйа сайаһәтчилик тәшкилати(BMDTÖ)  ниң 25-нөвәтлик омумий кеңишидә «2023-йиллиқ дунйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» ниң тизимлики елан қилинди.

мәдәнийәт вә тәбиий байлиқлири,  мәдәнийәт байлиқлирини қоғдаш вә қоллаш, сиҗил иқтисади, иҗтимаий сиҗиллиқи, муһит сиҗиллиқи, сайаһәтчиликиниң тәрәққийати, ул-әслиһәлири, сәһийә, бихәтәрлики вә җәмийәт аманлиқи қатарлиқ категорийәләрдә әң йахши йезиларни таллашқа, 260 илтимас сунулди.

қазақистанниң сати, өзбекистанниң шәнтоб вә түркийәниң ширинҗә йезилирини өз ичигә алған 54 йеза «2023-йиллиқ дунйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» ниң тизимликигә кирди.

йешиллиққа пүркәлгән тағниң етикигә қурулған, зәйтун дәрәхлири сайә ташлап туридиған таш йатқузулған кочилири, тамлири ақ рәңдә бойалған өйлири алаһидә көзгә челиқидиған ширинҗә йезиси, түркийәдә йеза сайаһәтчиликидә башламчилиқ рол ойнаватқан җайларниң бири һесаблиниду.

баһар айлириниң дәсләпки күнлиридә күнигә 4 миң киши йезини сайаһәт қилиду.

әфәс қәдимкий шәһири, мәрйәм ана черкави, кушадаси (қуш арили) портиға йеқин болуштәк алаһидилики билән муһим сайаһәт орунлириниң биригә айланған вә «дунйаниң әң йахши сайаһәт йезилири» мукапатиға лайикқ көрүлгән ширинҗә аһалилири, «мукапат йезиниң даңқини дунйаға тонитиду» дәп ишәнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر