әрдоған: бу йиллиқ мудапиә мәһсулатлири ескпорт нишанимиз 6 милйард доллардин һалқип кетиш

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң бу йиллиқ дөләт мудапиә санаити мәһсулатлири експорт нишаниниң 6 милйард доллардин ешип кетиш икәнликини билдүрди.

2044322
әрдоған: бу йиллиқ мудапиә мәһсулатлири ескпорт нишанимиз 6 милйард доллардин һалқип кетиш

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған измирдики чиғли айродромида өткүзүлгән авийатсийә, аләм бошлуқи вә пән - техника байрими — текнофестта сөз қилди.

«бүгүн биз бу йәрдә пәқәт миллий техника сәпәвәрликимизниң һәммиси иптихар мәнбәйимиз болған мәһсулатлиринила көрмәйватимиз» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп, шуниң билән бир вақитта, зорийиватқан, қудрәт тапқан, чегралардин һалқиған, өзигә ишиниш ирадиси қәтий вә қәйсәр бир түркийәниң йүксилишигиму шаһит болуватқанлиқлирини әскәртти.

мудапиә санаити саһәсидә бир – биридин муһим 850 хил охшимиған түрни инчикилик билән ройапқа чиқарғанлиқлирини билдүргән әрдоған: «дунйадики тунҗи қораллиқ учқучисиз һава аппарати парахоти болған TCG анадолу деңизлиримизда байриқимизни иптихарланған һалда ләпилдәтмәктә» деди.

түркийәниң мудапиә санаити саһәсидики сәпәрвәрликлири билән бирликтә, експортиниңму һәссиләп ашқанлиқини билдүргән әрдоған: «мудапиә мәһсулатлири експортидики бу йиллиқ нишанимиз 6 милйард доллардин ешип кетиш. бу саһәдики експортимизни 248 милйон доллардин өткән йили 4 йерим милйард долларға қандақ чиқарған болсақ, худайим буйруса, бу сандинму һалқип кетимиз. биз башқа саһәләрдикигә охшаш мудапиә саһәсидиму толуқ мустәқил түркийә нишанимизға йәтмигүчә кечә- күндүз демәстин ишләймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر