фатиһ бурғилаш парахоти «филйос-1» қудуқида бурғилаш башлиди
түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкити — TPAO, фатиһ бурғилаш парахотиниң қара деңиздики йеңи орни филйос- 1 қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкити иҗтимаий таратқу суписи <X> тики адресида деңиздики йеңи бурғилаш хизмити һәққидә учур һәмбәһрилиди.
түркийә нефит пай чәклик һәссидарлиқ ширкитиниң чарлаш нишанлири даирисидики бурғилаш хизмәтлирини тохтавсиз давамлаштуридиғанлиқи ишарәт қилинған учурда: «фатиһ филйос -1 дә! түркийәниң иптихари болған фатиһ бурғилаш парахоти қара деңиздики йеңи орни филйос -1 қудуқида бурғилашни башлиди» дегән ибариләргә орун берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң мевә – чевә вә көктат екиспорти ашти
түркийә 4-айда 211 милйон 494 миң долларлиқ мевә – чевә вә көктат експорт қилди.
түркийәниң експорти йанвар-апрел айлирида ашти
түркийәниң 54 шәһириниң екиспорти йанвар-апрел айлирида көрүнәрлик ашти.