америкадики 3 аптомобил завутиниң ишчилири иш ташлиди

америка қошма иштатлириниң детройит иштатидики 3 аптомобил ишләпчиқириш завутиниң ишчилири иш ташлиди.

2038128
америкадики 3 аптомобил завутиниң ишчилири иш ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң детройит иштати вә әтрапидики 3 аптомобил ишләпчиқириш завутитиниң тәхминән 13 миң ишчиси иш һәққи ихтилапи сәвәбидин иш ташлиди.

«аптомобил ишчилири бирләшмиси» дәп атилидиған уйушминиң әзалири болған, һәммибаб аптомобил ширкити, форд вә стеллантис аптомобил завутлирида ишләйдиған тәхминән 13 миң ишчи уйушминиң 88 йиллиқ тарихида тунҗи қетим иш ташлашни қарар қилди.

игилинишичә, ишчилар түнүгүн йерим кечидә тошқан тохтамниң муддитини узартиш үчүн завут дерикторлири билән иш һәққини ашуруш тоғрисида көрүшкәндин кейин бу қарарға кәлгән.

әгәр иш ташлаш узақ давамлашса, аптомобил билән тәминләш йетишмәслик вә аптомобил баһасиниң өрләп кетиш хәвпи оттуриға чиқидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر