түркийәниң санаәт ишләпчиқириши ашти

түркийәниң санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи 7- айда айлиқ нисбәттә %0.4 төвәнлиди, йиллиқ нисбәттә %7.4 ашти.

2035715
түркийәниң санаәт ишләпчиқириши ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси 7- айлиқ санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи нәтиҗилирини елан қилди.

буниңға асасән, санаәт ишләпчиқириш миқдари 7- айда бултурқиниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %7.4 ашқан.

санаәт саһәси тармақлири тәкшүрүлгинидә, 7- айда бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, канчилиқ вә таш канлири  саһәлири көрсәткүчи %1.7؛ електир, тәбиий газ, пар вә һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тарқитиш саһәси көрсәткүчи% 4.1: йасимичилиқ санаити саһәси көрсәткүчи %7.4 ашқан.

тәңшәлмигән санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчиму йиллиқ нисбәттә %18.79 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر