түркийәниң су мәһсулатлири експорти ашти

түркийә сода министири өмәр болат түркийәниң су мәһсулатлири експортиниң бу йил йанвардин ийулғичә болған мәзгилдә бир милйард доллардин ашқанлиқини билдүрди.

2032198
түркийәниң су мәһсулатлири експорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: министир болат аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийәниң бултур 1 милйард 700 милйон доллар болған су мәһсулатлири експортиниң бу йилниң алдинқи 7 ейида 1 милйард долларлиқ өткәлдин ешип кәткәнликини тәкитләп мундақ деди:

«худайим буйруса, бу һәқтә 2023- йили ахирлишиш һарписида йеңи рекорт йаритимиз.»

болат өткән йили 119 дөләткә су мәһсулатлири експорт қилинғанлиқини, буниң 42 пирсәнтиниң йавропа иттипақи дөләтлиригә қилинғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر