өзбекистанни сайаһәт қилғучилар сани тез сүрәттә ашмақта

бу йилниң алдинқи 7 ейида 3 милйон 680 миң сайаһәтчи өзбекистанни зийарәт қилди.

2029910
өзбекистанни сайаһәт қилғучилар сани тез сүрәттә ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан дөләтлик истатистика идариси байанат елан қилип, 2023- йили 1- айдин 7- айғичә болған җәрйанда 3 милйон 680 миң чәт әллик сайаһәтчиниң өзбекситанға кәлгәнликини уқтурди.

байанатқа асасланғанда, 1 милйон 151 миң 400 сайаһәтчи кәлгән таҗикистан сайаһәтчиләр сани тизимликиниң алдинқи қатаридин орун алған.

тизимликтә 912 миң 800 сайаһәтчи кәлгән қирғизистан иккинчи, 879 миң сайаһәтчи  кәлгән қазақистан үчинчи, 417 миң 400 сайаһәтчи кәлгән русийә төтинчи , 58 миң сайаһәтчи кәлгән түркийә бәшинчи, 20 миң 200 сайаһәтчи кәлгән җәнубий корейә алтинчи, 20 миң сайаһәтчи кәлгән һиндистан йәттинчи, 17 миң 700 сайаһәтчи кәлгән хитай сәккизинчи вә 14 миң 100 сайаһәтчи кәлгән германийә тоққузинчи болған.

2019- йили (ковид – 19 йуқуми тарқилиштин илгири) 6 милйон 748 миң сайаһәтчи зийарәт қилған өзбекистанға келидиған сайаһәтчиләр саниниң бу йил йуқумдин бурунқи сәвийәгә йетиши мөлчәрләнмәктә.

ковид - 19 вируси сәвәбидин 2020- йили өзбекситанға кәлгән сайаһәтчиләр сани 1 милйон 500 миң әтрапиға чүшүп қалғаниди.

2021- йили өзбекистанни 1 милйон 800 миң сайаһәтчи зийарәт қилған, 2022- йили бу сан 2.8 һәссә ешип, 5 милйон 200 миңға йәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر