түркийә венгирийә билән тәбиий газ екиспорти қилиш келишими имзалиди

түркийәдин венгирийәгә тәбиий газ екиспорт қилиш тоғрисида икки дөләт оттурисида келишим имзаланди.

2027537
түркийә венгирийә билән тәбиий газ екиспорти қилиш келишими имзалиди

түркийә авази радйоси хәвири: туруба йоли билән нефит йәткүзүш ширкити (BOTAŞ) ниң байанатида, түркийәниң енергийә саһәсидики истратегийәлик нишани вә тәбиий газда мәркизий дөләт болуш тәсәввуриға асасән, боташ ширкити билән венгрийә енергийә ширкити «MVM CEEnergy» оттурисида тарихий әһмийәткә игә тәбиий газ експорт келишиминиң имзаланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, түнүгүн венгирийәдә өткүзүлгән мурасимда, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтар вә венгрийә енергийә министирлиқиниң аммиви башқуруш мәслиһәтчиси шундақла  «MVM CEEnergy» ширкитиниң рәиси габор чепек, боташ (BOTAŞ) ниң баш директори вә мудирийәт рәиси бурһан өзкан вә «MVM CEEnergy» ширкитиниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси ласло фритчниң келишимгә имза қойғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, түркийәдин венгирийәгә тәбиий газ тошушниң келәр йили (2024) дин тартип башлинидиғанлиқи вә бу келишимниң түркийәниң <«LNG» ул- әслиһәлири һәмдә икки дөләтниң тәбиий газ сақлаш әслиһәлиридин ортақ мәнпәәт рамкиси даирисидә пайдилинишқа даир һәмкарлиқниму өз ичигә алидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر