түркийәниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә қилған експорт миқдари ашти

түркийәниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә қилған експорти бу йилниң алдинқи йәттә ейида 2 милйард 500 милйон долларға йәтти.

2021738
түркийәниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә қилған експорт миқдари ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң икки тәрәплик мунасивити йеқинқи икки йилда йолға қойулған йеңи сода вә иқтисадий һәмкарлиқлар сайисида давамлиқ җанланмақта.

түркийәниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә қилған експорти бу йилниң алдинқи йәттә ейида алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %30.9 ешип, 2 милйард 460 милйон долларға йәтти.

әрәб бирләшмә хәлипиликигә әң көп мәһсулат експорт қилған саһә үнчә- мәрвайит саһәси болди؛ үнчә-мәрвайит санаити бу йилниң алдинқи йәттә ейида әрәб бирләшмә хәлипиликигә 971 милйон 286 миң долларлиқ мәһсулат експорт қилди.

шундақ қилип, әрәб бирләшмә хәлипилики түркийә әң көп мәһсулат експорт қилған 13- дөләткә айланди.

бу мәзгилдә, түркийә германийәгә 10 милйард 932 милйон долларлиқ, америка қошма иштатлириға 6 милйард 995 милйон долларлиқ, италийәгә 6 милйард 607 милйон долларлиқ, әнглийәгә 6 милйард 471 милйон долларлиқ, фирансийәгә 5 милйард долларлиқ мәһсулат експорт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر