рийад билән кувәйт тәбиий газ саһәси битәрәп райони тоғрисида бирләшмә байанат елан қилди

кувәйт билән сәуди әрәбистан парс қолтуқидики дурра тәбиий газлиқини өз ичигә алған «бөлүнгән битәрәп район»ниң йалғуз бу икки дөләтниңла ортақ мүлки икәнликини уқтурди.

2019614
рийад билән кувәйт тәбиий газ саһәси битәрәп райони тоғрисида бирләшмә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт вә сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлиқлири бирләшмә байанат елан қилип, мәзкур районниң байлиқини ишлитиш һоқуқиниң пүтүнләй икки дөләткә тәвә икәнликини тәкитлиди؛ байанатта: «хәлқара қанун вә йахши қошнидарчилиқ мунасивитигә мас һалда, кувәйт билән сәуди әрәбистан иранни бөлүнгән битәрәп районниң шәрқий чеграси тоғрисида сөһбәтлишишкә чақириду» дегән ибариләргә орун берилди.

иран нефит министири җәвад овҗи 2 – авғусттики кабинет йиғинидин кейин байанат елан қилип, өзлириниң парс қолтуқидики араш / дурра тәбиий газлиқи мәсилисидә кувәйт билән һәмкарлишип һәрикәт қилишқа тәййарлиқини кувәйт тәрәпкә мәлум қилғанлиқини ейтқаниди.

бәсрә қолтуқидики 1967- йили байқалған араш / дурра тәбиий газлиқи узун йиллардин буйан иран билән кувәйт оттурисида мәсилә пәйда қилип кәлмәктә. газлиқниң иран тәрәптики қисминиң «араш», кувәйт тәрәптики қисминиң «дурра» дәп атилидиғанлиқи мәлум.

сәуди әрәбистан билән кувәйт 2022- йили мартта дурра тәбиий газлиқини ечиш келишими имзалиғаниди.

иран болса, бу келишимниң «қанунсиз» икәнликини илгири сүрүп, районда бурғилаш хизмитини башлайдиғанлиқини елан қилғаниди.

бу йил 7- айниң 3- күни кувәйт иранни районниң деңиз чеграсини бекитиш тоғрисида сөһбәтлишишкә тәклип қилған, теһран һөкүмити бу тоғрилиқ һечқандақ байанат бәрмигәниди.

кувәйт нефит министири сәид әлбарақ 27- ийул байанат берип: «кувәйт иран билән болған чеграниң бекитилишини сақлап турмастин, дурра тәбиий газлиқидики чарлаш вә ишләпчиқириш паалийәтлирини башлайду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر