русийә дост болмиған дөләтләрдин деңиз мәһсулатлирини импорт қилишни чәклиди

русийә дост болмиған дөләтләрдин белиқ вә тәййар деңиз мәһсулатлирини импорт қилишни чәклиди.

2016036
русийә дост болмиған дөләтләрдин деңиз мәһсулатлирини импорт қилишни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә иқтисадий тәрәққийат министирлиқиниң байанатида, ғәрб дөләтлириниң ембарголириға қарши қошумчә тәдбирләрни йолға қойушни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди.

бу даиридә, дост болмиған дөләтләрдин белиқ вә тәййар деңиз мәһсулатлирини импорт қилишниң мәни қилинғанлиқи шундақла бу дөләтләрдин һарақ импорт қилишқа қаритилған таможна беҗиниму әслидики %12.5 тин %20 кә өстүрүшниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, йавропа иттипақи, америка вә норвегийәдин мәзкур мәһсулатларниң импорт қилинишини тохтитиш сәвәбидин базарда көрүлүши мумкин болған бошлуқни йәрлик ишләпчиқарғучиларниң толдуридиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر