түркийәниң зибу - зиннәт буйумлири експорти ийунда  %13.10 ашти

түркийәниң зибу - зиннәт буйумлири експорти ийун ейи (2023) да 3 милйард 50 милйон долларға йетип, алдинқи йилдикигә селиштурғанда %13.10 ашти.

2009557
түркийәниң зибу - зиннәт буйумлири експорти ийунда  %13.10 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: зибу - зиннәт буйумлири експортчилар җәмийити (JTR) тәрипидин елан қилинған түркийә експортчилар мәҗлиси (TIM) ниң алтә айлиқ санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, зибу - зиннәт буйумлири експорти алдинқи йил (2022) ниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %13.10 ешип, 3 милйард 50 милйон долларға йәткән.

бу мәзгилдә, әрәб бирләшмә хәлипиликигә қилинған експорт миқдари %205 ашқан вә әслидики 29.9 тоннидин 90 тонниға өрләп қиммәт бойичә %58 ешишни ишқа ашурған.

америкаға қилинға експорт миқдари %347 ешип, әслидики 40 тоннидин 181.8 тонниға йәткән.

доллар асасидики қиммити %9 ешип, 505 милйон доллардин 550 милйон долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر