түркийә күндилик експорт нисбитидә рекорт йаратти

сода министири өмәр болат 23-ийун күндилик експортта тарихий әһмийәткә игә рекорт йаритлип, 2 милйард 121 милйон долларға йәткәнликини  билдүрди.

2004026
түркийә күндилик експорт нисбитидә рекорт йаратти

түркийә авази радйоси хәвири:  министир өмәр болат иҗтимаий алақә һесабатида күндилик експорт рекортиға алақидар учур һәмбәһирлиди.

өмәр болат учурида: «експортимиз 23-ийун күни 2 милйард 121 милйон долларға йетип, тарихтики әң йуқири сәвийә йаратти. күндилик експортниң 2 милйард долларлиқ босуғисидин һалқиған болдуқ» деди.

өмәр болат дунйа иқтисади вә содисида көрүлүватқан аҗиз айлинишқа қаримай, бу тарихи әһмийәткә игә күндилик експорт нисбитиниң, експортчиларниң динамик күчи вә қәйсәрликини намайан қилип беридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر