мармарис наһийәсигә чоң сайаһәт парахоти йетип кәлди

панама байриқи асқан чоң сайаһәт парахоти «Crown İris», муғланиң мармарис наһийәсигә 1580 исраилийәлик сайаһәтчини елип йетип кәлди.

1996239
мармарис наһийәсигә чоң сайаһәт парахоти йетип кәлди

түркийә авази радйоси хәвири: родос портини зийарәт қилғандин кейин, сәһәрдә мармарис қолтуқиға киргән 207 метир узунлуқтики сайаһәт парахоти, мармарис сайаһәт парахотлири чоң портида ләңгәр ташлиди.

парахотта, 1580 исраилийәлик сайаһәтчи вә 630 парахот хадимниң барлиқи билдүрүлди.

таможна рәсмийәтлиридин кейин, сайаһәтчиләр парахоттин чүшүп, мармарис базири, қәлә ичи вә парахот портини сәйлә қилди.

тарихий вә сайаһәт орунлириниму зийарәт қилған бир қисим сайаһәтчиләр, далйан кавнос сәйлиисигә қатнашти.

бу парахот мармарис наһийәсигә иккинчи қетим кәлгән болуп, кейинки бекитиниң аланйа порти болидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر