иран кәлгүсидә түркийә арқилиқ йавропаға тәбиий газ експорт қилидиғанлиқини елан қилди

иран йавропаға тәбиий газ експорт қилишни түркийә арқилиқ әмәлгә ашуридиғанлиқини елан қилди.‏

1990850
иран кәлгүсидә түркийә арқилиқ йавропаға тәбиий газ експорт қилидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик тәбиий газ ширкити (NIGC) ниң баш директори маҗид чәгәни иран ишчилар хәвәр агентлиқи (ILNA) ға бәргән байанатида, иранниң тәбиий газ експортиға мунасивәтлик кәлгүси позитсийәси һәққидә мәлумат бәрди.

маҗид чәгәни: «әгәр биз тәбиий газни йавропаға експорт қилмақчи болсақ, буни түркийә арқилиқ әмәлгә ашуримиз» деди.

пакистан, афғанистан вә омманниңму иранниң тәбиий газини импорт қилишни халайдиғанлиқини билдүргән маҗид чәгәни, музакириләрниң күнтәртиптә икәнликини, әмма бу дөләтләрдин бәзилири билән тохтам имзалаш үчүн керәклик ул- әслиһәләрниң техи тәййар әмәсликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر