чавушоғлу түркийәниң йавропани тәбиий газ билән тәминләшни башлиғанлиқини билдүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң йавропани тәбиий газ билән тәминләшни башлиғанлиқини билдүрди.

1983944
чавушоғлу түркийәниң йавропани тәбиий газ билән тәминләшни башлиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу анталйадики бир йиғиндики сөзи җәрйанида, түркийәниң тәбиий газ содисидики муһим дөләткә айланғанлиқини тилға елип: «биз шәрқий йавропа, шәрқий җәнубий йавропа, балқан райони қатарлиқ йавропа районлирини тәбиий газ билән тәминләшкә башлидуқ» деди.

әзәрбәйҗандин кәлгән транс анадолу тәбиий туруба линийәси (танап)ниң сиғимчанлиқини икки һәссә (16 милйардтин 32 милйард куб метирға) ашурушни пиланлаватқанлиқлирини тәкитлигән чавушоғлу: «бу ишқа 6– 5 йил вақит алиду. бәш данә суйуқландурулған тәбиий газ (LNG) понкитлиримиз бар. биз йәнә америка вә оман биләнму тохтам имзалидуқ. алҗирийәдин нигерийәгичә болған 15 охшимиған дөләттин май парахоти билән суйуқландурулған тәбиий газ әкиливатимиз. уларни понкитлиримизда газға айландуруп, туруба йоли арқилиқ газ содисини — експортини башлидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

чавушоғлу түркийәниң һазирдин тартипла тәбиий газ содисидики муһим дөләткә айланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر