түркийәниң зибу – зиннәт буйумлири експорти ашти

түркийәдә бу йил киргәндин буйан зибу - зиннәт буйумлири саһәсиниң експорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда ٪31.1 ашти.

1971831
түркийәниң зибу – зиннәт буйумлири експорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә бу йилниң дәсләпки чарикидә зибу - зиннәт буйумлири саһәсиниң експорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда ٪31.1 ешип, бир милйард 683 милйон долларға йәтти.

түркийә експортчилар кеңишиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 3 – айда зибу - зиннәт буйумлири саһәсиниң експорти бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда ٪70.3 ешип, 740 милйон 200 миң долларға йәткән.

бу йилниң дәсләпки чарикидә зибу - зиннәт буйумлири саһәси әрәб бирләшмә хәлипиликигә 371 милйон 600 миң долларлиқ зибу - зиннәт буйумлири експорт қилған.

әрәб бирләшмә хәлипиликидин қалса, шивейтсарийәгә 280 милйон 600 миң доларлиқ, америка қошма иштатлириға 223 милйон 100 миң долларлқ, хоңкоңға 144 милйон 700 миң долларлиқ зибу - зиннәт буйумлири експорт қилинған.

әң көп зибу - зиннәт буйумлири експорт қилинған башқа дөләтләр қирғизистан, мексика, исраилийә вә германийә болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر