түркийәниң тәййар кийим-кечәк санаити експортида рекорт йаритилди

түркийәниң тәййар кийим-кечәк санаити 2022-йили 21 милйард 205 милйон долларлиқ експорт билән тарихтики әң йуқири йиллиқ екиспортни әмәлгә ашурди.

1932321
түркийәниң тәййар кийим-кечәк санаити експортида рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийәниң 2022-йили 1-айдин 12-айғичә болған тәййар кийим-кечәк експорти, 2021-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 12.9 ешип, 254 милйард 200 милйон долларға йәткән.

тәййар кийим-кечәк санаити експорти, 2022-йили 1-айдин 12-айғичә болған арилиқта,  алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 4.8 ешип, 21 милйард 205 милйон долларға йәткән. шуниң билән, бу саһәниң  йиллиқ екиспорти тарихтики әң йүксәк сәвийәгә йәткән.

тәййар кийим-кечәк санаити, 2022-йили 1-айдин 12-айғичә, германийәгә 3 милйард 600 милйон долларлиқ, испанийәгә 2 милйард 600 милйон долларлиқ, әнглийәгә 2 милйард долларлиқ тәййар кийим-кечәк експорт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر