түркийә 2022 - йилида 145 милйон долларлиқ гүл експорт қилди

зиннәт гүллири вә мәһсулатлар саһәси бултур 85 дөләткә тәхминән 145 милйон долларлиқ гүл експорт қилди.

1927178
түркийә 2022 - йилида 145 милйон долларлиқ гүл експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә 3500 дин артуқ йәрлик өсүмлүк түри болуп, кәсмә гүл, өй ичи вә сиртида беқилидиған гүлләр, өсүмлүкләр, майсилар, көчәтләр, гүл чәмбирики вә мос түрлирини чәт әлләргә експорт қилмақта.

парник вә очуқ йайлақтики ишләпчиқириши билән експорт пәслини 12 айға чиқарған гүл-гийаһ саһәси, асаслиқи йавропа дөләтлири болуп, җәмий 85 дөләткә  мәһсулат йоллимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر