түркийә нойабир ейида екиспортта наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

түркийәниң нойабир ейидики екиспорти 21 милйард 900 милйон долларға йәтти.

1925683
түркийә нойабир ейида екиспортта наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини билән сода министирлиқи, түркийәниң нойабир ейиға (2022) мунасивәтлик вақитлиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, омумий сода системиси даирисидики експорт, нойабирда алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 2.1 ешип, 21 милйард 900 милйон долларға йәткән.

експорт, 1-айдин 11-айғичә болған мәзгилдә, алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 13.9 ешип, 231 милйард 295 милйон долларға йәткән.

нойабир ейидики експортта, германийә 1 милйард 859 милйон доллар билән 1 - рәткә, америка 1 милйард 447 милйон доллар билән 2 – рәткә, ирақ 1 милйард 302 милйон доллар билән  3 - рәткә, русийә 1 милйард 156 милйон доллар билән 4 - рәткә, италийә 1 милйард 78 милйон доллар билән 5 – рәткә тизилған. нойабирда алдинқи 5 дөләткә қилинған експорт, омумий експортниң% 31.2 ни игилигән.

1-айдин 11-айғичә болған мәзгилдә,  експортта германийә биринчи орунда турған. бу дөләткә 19 милйард 339 милйон долларлиқ мәһсулат експорт қилинған. германийәдин қалса, америка қошма иштатлириға 15 милйард 502 милйон долларлиқ, ираққа 12 милйард 602 милйон долларлиқ, әнгилийәгә 11 милйард 946 милйон долларлиқ, италийәгә 11 милйард 306 милйон долларлиқ мәһсулат  експорт қилинған. бу мәзгилдә, алдинқи 5 дөләткә қилинған експорт, омумий експортниң% 30.6 ни игилигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر