маск тесланиң 3 милйард 580 милйон долларлиқ пейини сатти

токлуқ машина ишләпчиқириш ширкити — тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елон маск, бу һәптә йәнә 3 милйард 580 милйон долларлиқ тесла пейини сетивәткәнликини уқтурди.

1919450
маск тесланиң 3 милйард 580 милйон долларлиқ пейини сатти

түркийә авази радийоси хәвири: америка аксийә комитетиға йолланған мәлум қилиш учурида, маскниң ширкәтниң 22 милйон пейини сетивәткәнликигә даир учурларға орун берилди.

иҗтимаий алақә суписи твиттерни 44 милйард долларға сетивалғандин кейин, иккинчи қетим пай сатқан маск, нойабир ейидиму тесланиң 3 милйард 950 милйон долларлиқ пейини сетивәткәниди.

униңдин башқа, маск буниң йилниң  4 - ейида тәхминән 8 милйард 500 милйон долларлиқ, 8- ейида 6 милйард 900 милйон долларлиқ тесла пейини сетивәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر