түркийәдә санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийәдә санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи авғустта айлиқ нисбәттә % 2.4, йиллиқ нисбәттә % 1 ашти.

1891803
түркийәдә санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини, авғуст ейиға мунасивәтлик санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи нәтиҗилирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи, авғуст ейида бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 1 ашқан.

тәңшәлмигән санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчиму йилиға % 4.05 ашқан.

пәсил вә калиндар тәңшәлгән санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи, 8 -айда 7-айдикигә селиштурғанда % 2.4 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر