йавропада тәбиий газ баһаси рекорт сәвийәгә чиқти

йавропада тәбиий газ баһаси һәр бир мегават саити 223.85 йавроға чиқип, рекорт йаратти.

1860090
йавропада тәбиий газ баһаси рекорт сәвийәгә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропада тәбиий газ баһаси һәр бир мегават саити 223.85 йавроға чиқти.

йавропада тәбиий газ баһасиниң өрлишигә, бүгүндин (27-ийул) русийәниң шималий еқим тәбиий газ туруба йолидин йавропаға газ йәткүзүш миқдарини %40 дин %20 кә чүшүрүшни елан қилғанлиқиниң тәсир қилғанлиқи билдүрүлди.

йавропада авғуст айлиқ газ тохтам баһаси түнүгүн (26-ийул) һәр бир мегават саити 199.91 йавро болған иди. бүгүн 210.25 йавродин башлиған газ баһаси түнүгүнки баһаға селиштурулғанда %12 өсүп 223.85 йавроға чиқти вә март ейидин (2022) буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәтти.

русийә газпром енергийә ширкити дүшәнбә күни (2022-йили 25-ийул) германийә арқилиқ йавропаға газ йәткүзидиған линйәләрдин бири шималий еқим тәбиий газ туруба йолиниң көрүлгән техникилиқ кашила түпәйлидин тақалғанлиқини, бу сәвәбтин мәзкур туруба йоли арқилиқ йәткүзүлидиған тәбиий газ миқдариниң азайтилидиғанлиқини елан қилған иди.

бу җәрйанда, йавропа иттипақи дөләтлири түнүгүн (26-ийул) русийәдин йәткүзүлидиған газ миқдариниң азайтилиш еһтималини нәзәрдә тутуп, газ истемалини %15 азайтиш тоғрисида келишти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر