«1-шималий еқим» дә газ йәткүзүш қайта башланди

11-ийул (2022) башланған русийә газини германийәгә тошуйдиған әң чоң туруба йоли «1-шималий еқим» ниң асраш хизмити тамамлинип, тәбиий газ еқими қайтидин әслигә кәлтүрүлди.

1857648
«1-шималий еқим» дә газ йәткүзүш қайта башланди

түркийә авази радийоси хәвири: «1-шималий еқим» русийәдин туруба йоли билән балтиқ деңизи астидин өтүп германийәгә йилиға 55 милйард куб метир тәбиий газ йәткүзиду.

базар вә ширкәтләр 24-феврал йүз бәргән русийә-украина уруши сәвәбидин туруба йолиниң тақилидиған вақтиниң узартилишидин әнсиригән иди. әмма, туруба йолини асраш вә ремонт ишлири пиланланған вақит ичидә ахирлашти.

бүгүн (2022-йили 21-ийул) туруба йоли ечилған дәсләпки минутларда системиға 48 милйон куб метир газ берилди.

сиғими күнигә 160 милйон куб метир болған мәзкур туруба йоли, туруба ремонт қилиштин илгири 65-60 милйон куб метир тәбиий газ йәткүзәтти.

бу җәрйанда, «1-шималий еқим» туруба йолида газ йәткүзүш башлиниши билән, тәбиий газ баһалири чүшүшкә йүзләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر