истанбул-тиват айропилан сәпәрлири 11-ийун башлиниду

түркийә һава йоллири ширкити истанбул-тиват айропилан сәпәрлирини 11-ийунда (2022) башлайду.

1839370
истанбул-тиват айропилан сәпәрлири 11-ийун башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити қаратағниң муһим деңиз саһили шәһәрлиридин бири болған тиватқа һәптидә үч қетим айропилан сәпири қойиду.

ширкәтниң твиттер адресида елан қилинған истанбул-тиват учуш линйәсигә мунасивәтлик учурида: «дунйада әң көп дөләткә айропилан сәпири болған һава йоли ширкити болуш сүпитимиз билән, бу қетимқи нишанимиз қаратағниң деңиз саһил шәһири тиват. көпкөк сулири бар бу динамик қолтуқ шәһиригә 11-ийундин тартип һәптидә үч қетим учидиған айропиланлиримиз билән бериш үчүн сайаһәт пиланиңизни һазирдин башлап түзүң» дегән ибариләргә орун аҗритилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر