давос башлиқлар йиғини аридин 2 йил өткәндин кейин қайта башланди

«давос башлиқлар йиғини» дәпму билинидиған дунйа иқтисад мунбири йиғини (WEF) вухән вируси (ковид-19) йуқуми сәвәбидин 2 йил тохтитилғандин кейин, шивейтсарийәниң давос йезисида қайта башланди.

1830639
давос башлиқлар йиғини аридин 2 йил өткәндин кейин қайта башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әң ахирқи қетим 2020-йили 1-айда 50 - нөвәтлики өткүзүлгән мунбәр йиғини йуқум сәвәбидин уда икки йил кечиктүрүлгән вә тор йиғини өткүзүшкә мәҗбур болған иди.

тарихта тунҗи қетим дикабир сиртида өткүзүлгән мунбәр йиғиниға 50 дөләт рәһбири, 300 һөкүмәт вәкили вә тәхминән 2500 хәлқәралиқ сода мәсуллириниң қатнишиши мөлчәрләнмәктә.

башлиқлар йиғини даирисидә, 23-майдин 26-майғичә (2022) «очуқ мунбәр» темилиқ хәлққә очуқ қошумчә паалийәт өткүзүлиду.

паалийәттә вухән вирусиниң (ковид -19) тәсири, русийәниң 24-февралдин буйанқи украина ишғали вә көп қутуплуқниң йавропаниң тинчлиқида ойниған роли музакирә қилиниду.

26 – майда ахирлишидиған дунйа иқтисад мунбири йиғини (WEF) ниң бу йиллиқ темиси «бурулуш нуқтисидики тарих؛ һөкүмәт сийасәтлири вә сода дунйасиниң истратегийиси» қилип бекитилди.

дунйа иқтисад мунбири йиғини (WEF)  ниң мәқситигә қарита «дунйаниң әһвалини йахшилаш» дәп ениқлима берилгән болуп, әмма йеқинқи йиллардин буйан бу мәқсәтни әмәлгә ашурған йаки ашурмиғанлиқи һәққидики соаллар көпийишкә башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر