елон маск твиттер мудирийитиниң әзалириға мааш берилмәйдиғанлиқини билдүрди

америка токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи ширкәт тесла (Tesla) вә спейс екс (SpaceX) ниң баш иҗраийә әмәлдари елон маск (Elon Musk) твиттерни сетивелиш тәклипи қобул қилинған әһвалда, мудирийәт әзалириға мааш берилмәйдиғанлиқини елан қилди.

1814637
елон маск твиттер мудирийитиниң әзалириға мааш берилмәйдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучи ширкәт тесла вә спейс ексниң баш иҗраийә әмәлдари елон маск твиттерда байанат елан қилип, твиттерни сетивалған әһвалда ширкәт мудирийитиниң әзалириға мааш берилмәйдиғанлиқини билдүрди.

у бир абонитниң твиттер мудирийитини тәнқид қилған учуриға җаваб қайтуруп, твиттер мудирийитиға берилмәйдиған маашлар билән йилиға 3 милйон доллар теҗәп қилинидиғанлиқини әскәртти.

у америка өй-земин вә аксийә сода комитети (SEC) ға әвәткән мәктубида, твиттерниң һәр бир пайчикиға 54.2 доллар баһа бәргән иди.

у илгири твиттерниң %9.2 пейини сетивалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر