42 дөләткә һәсәл експорт қилинди

шәрқий ақдеңиз експортчилар бирләшмиси бу йилниң (2022) дәсләпки үч ейида 42 дөләткә һәсәл експорт қилинғанлиқини елан қилди.

1812944
42 дөләткә һәсәл експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий ақдеңиз експортчилар бирләшмисиниң мәлуматлириға асасланғанда, түркийәдин 2022-йили йанвар ейидин март ейиғичә болған мәзгилдә 42 дөләткә 4 миң 421 тонна һәсәл сетилған болуп, буниңдин 11 милйон 302 миң 715 доллар кирим қилинған.

түркийәниң бу йилниң дәсләпки чарикидики һәсәл експорти, 1 миң 686 тонниға йетип 6 милйон 327 миң 811 доллар кирим қилинған 2021-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда, миқдарда %162, қиммәттә %79 ашқан.

һәсәл експортида, америка 3 милйон 154 миң 930 доллар билән биринчи орунда, германийә 1 милйон 792 миң 468 доллар билән иккинчи орунда, испанийә 1 милйон 751 миң 938 доллар билән үчинчи орунда, исираилийә 1 милйон 351 миң 171 доллар билән төтинчи вә полша 379 миң 205 доллар билән бәшинчи орунда турған.

түркийә бу мәзгилдә өткән йилниң охшаш мәзгилидә һәсәл експорт қилинған дөләтләрдин башқа, исираилийә, полша, канада, силовенийә, силовакийә, боснийә-гертсеговина, косову, канада, йәмән, ирақ, шивейтсарийә, мавританийә, баңладиш қатарлиқ дөләтләргә һәсәл експорт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر