русийә йавропа сийасәтчилириниң ембарго йүргүзүшкә иттириватқанлиқини илгири сүрди

русийә муавин баш министири александир новак йавропа сийасәтчилириниң русийәни «1-шималий еқим» линйәсидин газ йәткүзүшкә ембарго йүргүзүшкә иттиргәнликини илгири сүрди.

1791929
русийә йавропа сийасәтчилириниң ембарго йүргүзүшкә иттириватқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә муавин баш министири александир новак москвада мухбирларниң соаллириға җаваб берип, русийәни әйибләш сәвәбидин «1-шималий еқим» мәсилисидә қәдәм ташлаш мумкинликлирини билдүрди.

у йавропаниң қарариға җавабән тәбиий газ туруба йолидин газ йәткүзүшни үзүп ташлийалайдиғанлиқлирини әскәртип: «1-шималий еқимдин газ йәткүзүшкә нисбәтән һәр қандақ ембарго йүргүзүш һоқуқиға игимиз. бирақ, һазирғичә бу тоғрида қәдәм ташлимидуқ. буниң һечкимгә пайдиси йоқ. йавропа сийасәтчилири байанатлири билән бизни буниңға қиставатиду» деди.

русийә «1-шималий еқим» линйәсидин балтиқ деңизи арқилиқ германийәгә йилда 55 милйард куб метир тәбиий газ йәткүзиду.

александир новак нефит баһаси үстидә тохтилип, русийәниң йиллиқи 500 милйон тонна нефит истемал қилидиған йавропаниң муһим нефит тәминлигүчиси икәнликини тәкитләп: «бир варил нефит баһасиниң 130 доллардин ашқанлиқини көрдуқ. баһаниң өрлишини тәхмин қилғили болмайду. бир варил 300 доллар йаки униңдинму йуқири болиду. йавропа базирида русийә нефитиниң орниға башқисини тез сүрәттә тепиш мумкин әмәс. буниңға бир қанчә йил кетиду вә йавропадики истемалчилар үчүн техиму қиммәт болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر