сода министири муш түркмәнистанда зийарәттә болиду

сода министири мәһмәт муш сода – иқтисадий мунасивәтләр һәққидә музакирә елип бериш үчүн түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадта дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1782740
сода министири муш түркмәнистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сода ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, 25 – феврал күни ишқа ашурулидиған зийарәт даирисидә, министир муш, түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдов билән бир йәргә җәм болидикән. шундақла, түркмәнистан министирлар кеңишиниң муавин рәислири сәрдар бәрдимуһәмәдов билән чари гиличов, қатнаш вә учур - алақә ишлири оргининиң башлиқи мәммәтхан чақийев қатарлиқлар билән айрим - айрим көрүшидикән.

икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилип 30 – йилиға қәдәм қойғанда елип берилидиған зийарәттә, түркийә – түркмәнистан сода – иқтисад мунасивәтлиридин сирт йәнә, селинма вә һөддигәрлик мәсилилириму музакирә қилинидикән.

байанатта тәкитлинишичә, түркийә – түркмәнистан оттурисидики сода омумий соммиси, 2021 – йили алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 53 лик ешиш билән 1.7 милйард долларға, бу мәзгилдә, түркийәниң түркмәнистанға қилған експорт сода соммиси 985 милйон долларға, түркмәнистандин қилған импорт сода соммиси 711 милйон долларға йәткән.

түркийәниң түркмәнистанға салған селинмилири 443 милйон доллар әтрапида болуп, түркмәнистанниң түркийәгә салған мәблиғи 1 милйон доллардин ашқан.

түрк һөддигәрләр түркмәнистанда һазирғичә 50 милйард доллар қиммитидики 1061 лайиһәни өз үстигә алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر