йавропа тәрәққийат вә гүллиниш банкисиниң түркийәгә салған мәблиғи рекорт сәвийәгә йәтти
йавропа тәрәққийат вә гүллиниш банкиси түркийәгә салған мәблиғиниң 20221 – йили 2 милйард йавропаға йәткәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа тәрәққийат вә гүллиниш банкиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, банкиниң түркийәгә салған мәблиғиниң 20221 – йили 2 милйард йавропаға йәткәнлики, бу мәбләғниң 85% тин көпрәкиниң хусусий игиликкә, % 55 иниң сиҗил лайиһәләргә айрилғанлиқи әскәртилди.
«ковид – 19» йуқуми кәлтүрүп чиқарған зәрбидин кейин, хусусий игиликниң әслигә келиши вә өткүнчи басқучқа өтүшигә йардәм бериш мәқситидә, 2021-йили түркийәгә 2 милйард йавро мәбләғ селинғанлиқи қәйт қилинған байанатта, банкиниң өз мәблиғидин башқа йәнә, алдинқи йили башқа мәнбәләрдин 572 милйон йавролуқ мәбләғ селинишиниң ишқа ашурулғанлиқи, буниң тарихтики әң йуқири сәвийә икәнлики тәкитләнди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.