истанбул айродурумлириниң йолучилар санида ешиш көрүлди

йавропада өткән йили айропилан билән сәпәр қилғанларниң %7 ни күтүвалған истанбул, 2020-йилға селиштурулғанда йолучилар санини 22 милйон киши көпәйтти.

1763751
истанбул айродурумлириниң йолучилар санида ешиш көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа айропилан сәпәрлири бихәтәрлик тәшкилати (EUROCONTROL) ниң мәлуматлирида көрситилишичә, өткән йили (2021) қитә миқйасида дөләт ичи вә хәлқаралиқ сәпәрләрдә тәхминән 900 милйон йолучи айропиланда сәпәр қилған.

йавропада 2021-йили айропилан билән сәпәр қилған йолучиларниң тәхминән %7 и истанбулни мәркәз қилған болуп, мәзкур районда 2020-йилға селиштурулғанда бу нисбәт %5 болған.

2021-йили истанбулдики барлиқ айродурумлар, дөләт ичи сәпәрлиридә 26 милйон 713 миң, хәлқаралиқ сәпәрләрдә 35 милйон 432 миң 79, җәмий 62 милйон 145 миң 270 йолучини күтүвалған.

истанбулда 2019-йили айропиланда 40 милйон 361 миң 570 йолучи қош йөлинишлик сәпәр қилған. 2021-йили 2020-йилға селиштурулғанда 21 милйон 783 миң 700 йолучи көпийип, %54 лик өрләш көрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر