түркийә қуйаш енергийәсидин пайдилиништа зор бөсүшләрни йаратти

түркийәниң қуйаш енергийә қурулған күчи сәккиз йилда 40 мегаваттин 7 миң 816 мегаватқа чиқти.

1763727
түркийә қуйаш енергийәсидин пайдилиништа зор бөсүшләрни йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йеқинқи йилларда енергийә еһтийаҗини «пакизә енергийә» дәп аталған қайта ишләткили болидиған енергийә мәнбәлиридин қамдаш вә енергийәдә сиртқа тайинишчанлиқини азайтиш үчүн қиливатқан тиришчанлиқлирини ашурди.

енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, түркийәниң қуйаш енергийәсидин енергийә ишләпчиқириш җәрйани, 2014-йили 40 мегават қурулған күчтин башланди.

һәр хил қоллап-қуввәтләш нәтиҗисидә, һәр йили зорайған қурулған күч 2015-йили 249 мегаватқа, 2016-йили 833 мегаватқа чиқти.

әң көп ешиш көрүлгән 2017-йили болса, 2016-йилға селиштурулғанда %311 ешип 3 миң 421 мегаватқа чиқти. 2021-йили 1 миң 149 мегаватлиқ йеңи қуйаш енергийә електир истансиси сәпкә қетилди. буниң билән, түркийәниң қурулған енергийә қурулған күчи 7 миң 816 мегаватқа йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر