гөбәклитәпә 2021-йили әң көп сайаһәтчи күтүвалған

шанлиурфада 12 миң йиллиқ өтмүши билән «тарихниң нөл нуқтиси» дәп баһа берилгән вә б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) ниң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән гөбәклитәпә, 2021-йили 567 миң 453 зийарәтчини күтүвалди.

1762772
гөбәклитәпә 2021-йили әң көп сайаһәтчи күтүвалған

түркийә авази радийоси хәвири: гөбәклитәпә сайаһәткә ечиветилгән 2018-йилдин тартип йәрлик вә чәт әл сайаһәтчилиригә саһибханлиқ қилмақта.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қоғдаш хизмәтлири ахирлашқандин кейин, 2019-йилини  «гөбәклитәпә йили» дәп елан қилған иди. шуниңдин тартип сайаһәтчиләр долқуни көрүлүшкә башлиди.

гөбәклитәпә 2019-йили 412 миң 378 сайаһәтчини күтүвалди. 2020-йили вухән вируси(Kovid-19)  үч ай тақалди. сайаһәтчиләр сани 197 миң 912 гә чүшти. 2021-йилниң дәсләпки бәш ейидиму гөбәклитәпә тақалди. шундақ болсиму, қалған йәттә айда 567 миң 453 сайаһәтчи тарихий маканни зийарәт қилди вә бу рәқәм сайаһәткә ечиветилгәндин буйанқи әң йуқири сайаһәтчи сани болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر