түркийә бултур 120 дөләткә чай експорт қилди

шәрқий қара деңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 120 дөләткә 5 миң 500 тонна чай екиспорт қилип, 19 милйон 575 миң 574 доллар кирим қилинған.

1762182
түркийә бултур 120 дөләткә чай експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: чай сетиш арқилиқ әң йуқири кирим қолға кәлтүрүлгән дөләтләр рәт бойичә, белгийә, германийә, америка қошма иштатлири, шималий қибрис түрк җумһурийити, голландийә вә франсийә болған.

алдинқи йилдин пәрқлиқ һалда, бу йил киродийә, литванийә, мисир вә венгирийә қатарлиқ 16 дөләткиму чай експорт қилинған.

өткән йили ишқа ашурулған 4 миң 750 тона чай експортидин 17 милйон 436 миң 542 доллар кирим қилинған болуп, бу йил  2020 - йилдикигә селиштурғанда %16  қиммити ешип,  експорт омумий соммиси %12 йуқири өзлигән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر