түркийәниң йеңи мевә вә көктат експорти бу йил %13 ашти

түркийәниң йеңи мевә вә көктат експорти 2021-йили алдинқи йилға селиштурғанда %13 ешип, тәхминән 3 милйард 83 милйон долларға йәтти.

1759570
түркийәниң йеңи мевә вә көктат експорти бу йил %13 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақ деңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлиридин асасланғанда, 2020-йили 2 милйард 729 милйон доллар болған йеңи мевә-чевә вә көктат  експорт омумий соммиси 2021 -йили %13 ашқан.

өткән йили бу саһәниң експортчилири тәхминән 3 милйард 83 милйон долларлиқ йеңи мевә вә көктат експортини ишқа ашурған.

бу мәзгилдә алдинқи йилға селиштурғанда %16 ешиш билән 1 милйард 252 милйон долларлиқ мевә, %25 ешиш билән 875 милйон 713 миң долларлиқ көктат вә 934 милйон 891 миң долларлиқ аплисин түри мевә експорт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر