муш америка сода министири билән телефонлашти

сода министири мәһмәт муш америка қошма иштатлири сода министири гина раймондо билән телефонда көрүшти.

1758978
муш америка сода министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: министир муш, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлири сода министири гина раймондо билән телефонда көрүштуқ, телефон сөһбитимиз наһайити мувәппәқийәтлик өтти. телефон сөһбитимиздә, 2021 – йили 28 милйард долларға йеқинлашқан сода омумий соммимизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип бардуқ, алдимиздики мәзгилдиму сода мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш үчүн давамлиқ дийалог - алақә орнитимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر