орман йаңиқи експортида рекорт йаритилди

түркийә 2021 – йили 122 дөләткә 344 миң 370 тонна орман йаңиқи експорт қилип, 2 милйард 260 милйон 105 миң 304 долларлиқ кирим қолға кәлтүрди.

1756867
орман йаңиқи експортида рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: қарадеңиз орман йаңиқи вә мәһсулатлири експортчилири җәмийитиниң билдүрүшичә, 2021 – йили 122 дөләткә 344 миң 370 тонна орман йаңиқи експорт қилинған, шуниң билән, бу һәқтә түркийә җумһурийити тарихидики әң йуқири сәвийәгә йетилип, рекорт бузуп ташланған.

байанатта йәнә, 2021 – 2022 – йиллиқ орман йаңиқи експорти һәққидә мәлумат берилип мундақ дейилди: «2021-2022-йиллиридики експорт пәслиниң 1-сентәбирдин 31-декабирғичә болған мәзгилидә, 158 миң 465 тонна орман йаңиқи експорт қилинди, буниңдин, 981 милйон 190 миң 866 долларлиқ кирим қолға киргүзүлди, 2021-2022- йиллиридики експорт пәсли ахирлашқанда, орман йаңиқи експорт миқдариниң 350 миң тоннидин ешип, йеңи рекорт йаритилиши нишан қилинмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر