115 дөләткә гүлә експорт қилинди

дунйа гүлә (өрүк қеқи) ишләпчиқиришида муһим орунни игиләйдиған малатйа өткән йили (2021) 115 дөләткә 90 миң 203 тонна гүлә експорт қилип, 347 милйон 905 миң доллар ташқи перевот йаратти.

1756330
115 дөләткә гүлә експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: малатйа сода аксийә базириниң башлиқи рамазан өзҗан: «декабир (2021) ейида 8 миң 924 тонна гүлә експорт қилдуқ. буниңдин 42 милйон 741 миң доллар кирим қилдуқ. буни 2020-йили декабир ейиға селиштурулғанда, һәм експорт һәмдә киримда муһим ешишларниң болғалиқини көрүвалғили болиду» деди.

у өткән йили (2021) експортта муһим ешишларни қолға кәлтүргәнликлирини әскәртип, сөзини мундақ давамлаштурди:

«2021-йили 90 миң 203 тонна гүлә експорт қилдуқ вә 347 милйон 905 миң доллар кирим қилдуқ. буниң билән, йеқинқи бәш йилниң рекортини йараттуқ.»

у йирақ шәрқ базарлириға қилиниватқан експортниму ашурғанлиқлирини билдүрүп: «хитайға йеқинқи бәш айда 2 миң 542 тонна гүлә експорт қилдуқ вә буниңдин 6 милйон 867 миң доллар кирим қилдуқ» деди.

у һәр йили 110 дин 115 кичә болған дөләткә гүлә експорт қиливатқанлиқлирини әскәртип, өткән йили авғуст ейидин декабир ейиғичә америкаға 5 миң 940 тонна гүлә експорт қилинғанлиқини, американиң гүлә експорт қилинған дөләтләрниң ичидә биринчи орунда туридиғанлиқини؛ фирансийәгә 3 миң 871 тонна гүлә експорт қилинғанлиқини вә бу санниң иккинчи орунда туридиғанлиқини, германийәгә 3 миң 210 тонна гүлә експорт қилинғанлиқини вә буниң үчинчи орунда туридиғанлиқини қәйт қилди.

у йеқинқи бәш йилда 467 миң 862 тонна гүлә експорт қилинип, дөләт иқтисадиға 1 милйард 384 милйон доллар кирим қилинғанлиқини әскәртип, малатйа гүләсиниң дөләт иқтисади үчүн муһим оруда туридиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر