дөнмәз: бор мәһсулати сетиш соммимиз бир милйард доллардин ешип кәтти

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз: «2 милйон 500 миң тонниси експорт болуп җәмий 2 милйон 600 миң тонна бор мәһсулати сетип, сетиш соммисини 1 милйард доллардин ашуруп рекорт йараттуқ» деди.

1753728
дөнмәз: бор мәһсулати сетиш соммимиз бир милйард доллардин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөнмә пайтәхт әнқәрәдики әти мадән баш башқармисида өткүзүлгән бор муһакимә йиғинида сөз қилип, түркийәниң дунйа бор базириниң сәркиси икәнликигә ишарәт қилған һалда: «йуқумға қаримай, 2021-йили бор ишләпчиқириш, експорт қилиш вә сетиш рекортини буздуқ. 2 милйон 500 миң тонниси експорт болуп җәмий 2 милйон 600 миң тонна бор мәһсулати сетип, сетиш соммисини 1 милйард доллардин ашурдуқ. нөвәттә биз бор базириниң %62 гә игимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر